түркийәдә вирустин йуқумлинип қаза қилғанлар сани 75 гә йәтти

түркийәдә вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19) сәвәбидин қаза қилғанлар сани 75 кә йәтти.

1385872
түркийәдә вирустин йуқумлинип қаза қилғанлар сани 75 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: сәһийә министири фаһрәттин коҗа тивиттер адреси арқилиқ байанат берип, «16 бимаримиздин айрилип қалдуқ. буниң билән, қаза қилғанлар санимиз 75, йуқумланғучилар санимиз 3629» деди.

министир коҗа, йеқинқи 24 саәт ичидә 7286 кишиниң тәкшүрүлгәнликини, буларниң ичидин йеңидин 1196 кишидә йуқум байқалғанлиқини билдүрди.

у сөзиниң ахирида, «силәрни изчил һалда тәдбирләрни тәтбиқлашқа чақиримән» дегәнләрни тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر