әрдоған йуқумға тақабил турушта бирликниң муһимлиқини тәкитлиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ковид – 19 ға қарши күрәштә бирлик орнитишниң муһимлиқини тәкитлиди.

1384511
әрдоған йуқумға тақабил турушта бирликниң муһимлиқини тәкитлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған өз рәһбәрликидики адаләт вә тәрәққийат партийәси тәрипидин йуқумға тақабил туруш даирисидә тәййарланған, әрдоғанниң «ишәнсәк қилалаймиз, бирликтә утуқ қазинимиз. 83 милйон бир қәлбмиз» дегән сөзлиригә орун берилгән видеолуқ учурни тивиттердики адресида ортақлашти.

түркийәниң һәрқайси җайлирида давамлаштурулуватқан ковид – 19 ға қарши күрәш мунасивәтлик хизмәтләргә даир мәлуматлар орун алған видеода йәнә, әрдоғанниң «биз ишәнгән инсанлармиз вә бу ишта утуқ қазинимиз» дегән сөзлиригиму орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر