түркийәгә қайтишни халайдиған түрк оқуғучиларни йөткәш хизмәтлири ғәлибилик тамамланди

муавин җумһур рәис фуат октай чәт әлләрдин түркийәгә қайтишни халайдиған оқуғучиларни йөткәш хизмәтлириниң тамамланғанлиқини елан қилди.

1384682
түркийәгә қайтишни халайдиған түрк оқуғучиларни йөткәш хизмәтлири ғәлибилик тамамланди

түркийә авази радийоси хәвири: муавин җумһур рәис фуат октай тивиттер һесабида һәмбәһирлигән учирида, вухән вирусиға қарши күрәш даирисидә, түркийәгә айропилан учушни тохатқан дөләтләрдә турушлуқ түрк оқуғучиларни йөткәш хизмәтлири үстидә тохталди.

фуат октай октай қайтип кәлмәкчи болған оқуғучиларни йөткәш хизмәтлириниң тамамланғанлиқини билдүрүп, « дөлитмизгә қарита айропилан учушлирини тохтатқан әнгилийә, ерландийә, швейетсарийә, полша, италийә, мисир вә шималий қибрис түрк җумһурийитидә оқуватқан вә түркийәгә қайтишни халайдиған түрк оқуғучиларни қайтуруп келиш хзмәтлири тамамланди. түркийәгә 2 миң 721 оқуғучимиз елип келинди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر