түркийәдә вирустин йуқумлинип қаза қилғанлар сани 44 кә йәтти

түркийәдә вухән вируси (йеңи типтики таҗсиман вируслуқ өпкә йаллуғи йуқуми – ковид – 19) сәвәбидин қаза қилғанлар сани 44 ға йәтти.

1384445
түркийәдә вирустин йуқумлинип қаза қилғанлар сани 44 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: сәһийә министири фаһрәттин коҗа тивиттер адреси арқилиқ мәлумат берип, «7 бимаримиздин айрилип қалдуқ, йеңидин 343 кишидә йуқум байқалди» деди.

у, йеқинқи 24 саәт ичидә 3952 кишиниң тәкшүрүлгәнликини, йуқумланғучилар омумий саниниң 1872 гә йәткәнликини билдүргәндин кейин сөзини давамлаштуруп, «йоқитишлиримиз болсиму, түркийә үчүн (техи) кечип қалмидуқ. тәдбир (йуқумниң) көпийишиниң йолини ториши мумкин» дәп агаһландурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر