«сәһийә хадимлирини қоллаш һәрикити» гә әрдоғанму қатнашти

«сәһийә хадимлирини қоллаш һәрикити» гә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән рәпиқиси әминә әрдоғанму қатнашти.

1382354
«сәһийә хадимлирини қоллаш һәрикити» гә әрдоғанму қатнашти
erdogan alkisli destek.jpg
alkisli destek.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң һәрқайси җайлирида кәң хәлқ аммиси саәт дәл 21 дә деризә вә балконларда нәччә минут сәһийә хадимлириға алқиш йаңратти. алқиш йаңритиш арқилиқ сәһийә хадимлирини қоллаш һәрикитигә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән рәпиқиси әминә әрдоғанму қатнашти.

җумһур рәис әрдоған аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә һәмбәһирләшкән видеолуқ учурида, саәт дәл 21 дә рәпиқиси әминә әрдоған билән бирликтә истанбулдики «қисиқли сарийи» да «сәһийә хадимлирини қоллаш һәрикити» гә қатнашқанлиқини ипадиләп мундақ деди: «<вухән вируси> ға қарша күришимизниң садақәтмән вә пидакар қәһриманлириға, түрлүк қийинчилиқ вә қийин өлкәлләргә қилчә писәнт қилмай, һармай – талмай кечә – күндүз хизмәт ишләватқан барлиқ сәһийә хадимлиримизға өзүм, аиләм вә хәлқим намидин көптин көп рәһмәт ейтимән, миннәтдарлиқ билдүримән вә алқиш йаңритимән. сәһийә хадимлиримизниң күриши әлвәттә һәр хил алқиш садалиридин нәччә һәссә үстүн  орунда туриду. биз уларға чәксиз  һөрмәт билдүримиз,  улар билән иптихарлинимиз. барлиқ сәһийә хадимлиримизға, уларниң аилә тавабиатлириға йалқунлуқ салам йоллаймиз.»

җумһур рәис әрдоған қолини көксигә қойуп қилған салимидин кейин, «бүгүнниң салими, кочиларда бу мусибәтни дәпий қилғанға қәдәр қәтий тиркишәйли!» деди.

әминә әрдоғанму аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә һәмбәһирләшкән видеолуқ учурида мундақ деди: «<вухән вируси> ға қарши күришимизниң пидакар қәһриманлириға тәшәккүрлиримиз һәм миннәтдарлиқимизни билдүримиз.»

сәһийә министири фаһрәттин коҗа, түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә чаршәнбә күни қилған сөзидә, «садақәтмән вә пидакар сәһийә хадимлиримизға уда үч күн арқимуарқа алқиш йаңритайли!» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر