әрдоған сәһийә хадимлириға рәһмәт ейтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «вухән вируси» ға қарши күрәш даирисидә вәзипә өтәватқан сәһийә хадимлириға рәһмәт ейтти.

1381955
әрдоған сәһийә хадимлириға рәһмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «<вухән вируси> ға қарша күрәштә адәттин ташқири дәриҗидә пидакарлиқ көрситип, һармай – талмай вәзәпә өтәватқан  барлиқ сәһийә хадимлиримизға көптин көп рәһмәт ейтимән. аллаһ тааланиң йардими, хәлқимизниң қизғин қоллиши астида бу қийин өткәлдин чоқум мувәппәқийәтлик һалда өтимиз.»

бу арилиқта, сәһийә министири фаһрәттин коҗаниң, «вухән вируси» ға тақабил туруш үчүн җан пидалиқ билән хизмәт ишләватқан сәһийә хадимлирини алқишлаш чақириқи кәң хәлқ аммисиниң қизғин қоллишиға еришти.

аммиви таратқуларда бу һәқтә сәпәрвәрлик һәрикити  башланған бир пәйттә,  саәт 21 болғанда пүткүл түркийә миқйасида һәммә бир гәвдигә айланди.

миңларчә киши сәһийә хадимлирини алқишлаш үчүн өйлириниң балкониға чиқип, алқиш йаңратти.

һөкүмәт әзалири, сийасий партийәләрниң вәкиллириму аммиви таратқулардики сәһипилиридин сәпәрвәрлик һәрикитини қоллиди.

сәпәрвәрлик һәрикити чақириқиниң кәң хәлқ аммисиниң қизғин қоллишиға еришишидин кейин, сәһийә министири фаһрәттин коҗа аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, «саәт 21 дә сәһийә хадимлиримизға алқишлирини ипадилигәнликиң үчүн саңа көптин көп рәһмәт түркийә!» сәрләвһилик учур елан қилип мундақ деди: «силәр алқишлириңлар арқилиқ, садақәтмәнлик билән вәзипә өтәватқан сәһийә хадимлиримизға чәксиз илһам беғишлидиңлар. әтиму, униңдин кейинки күнму охшаш саәттә сәһийә хадимлиримизға миннәтдарлиқимизни тәкрар ипадиләйли!»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر