сүрийәдә 3 террочи бир тәрәп қилинди

сүрийәдә тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити райониға соқунуп киришкә орунған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г әзаси 3 террорчи бир тәрәп қилинди.

1381293
сүрийәдә 3 террочи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң бу һәқтики байанатида, районниң тинчлиқ вә муқимлиқиниң изчиллиқиға капаләтлик қилиш үчүн һәртүрлүк тәдбирләрни йолға қойушниң давамлишидиғанлиқи қәйт қилинди.

министирлиқниң иккинчи бир байанатида, террорчиларниң п к к сепидин қечишни давамлаштуруватқанлиқиға ишарәт қилинди؛ мәзкур байанатта, «ирақниң шималидики панаһлиниш орунлиридин қачқан п к к әзаси 2 террорчи силопида, сүрийәниң шималидики террорчилар сепидин қачқан 1 п к к / й п г әзаси террорчи нусайбиндики чегра мудапиә қисимлириға тәслим болди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر