т р т ниң берлиндики йеңи немисчә қанили «TRT Deutsch» қа тәһдит хети йолланди

түркийә радийо-телевизийә идариси «TRT» ниң германийәниң пайтәхти берлиндики йеңи немисчә қанили «TRT Deutsch» ниң ишханисиға бир ирқчи гуруппа тәрипидин тәһдит хети әвәтилди.

1380197
т р т ниң берлиндики йеңи немисчә қанили «TRT Deutsch» қа тәһдит хети йолланди

түркийә авази радийоси хәвири: «TRT Deutsch» қанилиниң баш муһәррири кан әлбир бу хәтниң натсистлар дәвридики «SS» қисимлири ичидә орун алған бир алаһидә һәрбий әтрәтниң исмини қойувалған ирқчи «принз евген» гурупписиниң имзаси билән федератсийә ахбарат мәркизидики ишханиларға әвәтилгәнликини байан қилди.

кан әлбир бу хәттә чошқа бешиниң рәсими чүшүрүлгәнликини, ислам вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға һақарәт қилип, «мәсчитлириңларни йасашни давамлаштуруңлар, чошқилиримизға йетәрлик бош йәрләр пәйда болсун, берлиндин йоқилиш!» дегән сөзләрниң йезилғанлиқини ейтти.

кан әлбир сақчиларниң бу хәттики бармақ излирини тәкшүридиғанлиқини ейтқанлиқини билдүрди.

кан әлбир германийәдә тарқитиш һайатини техи йеңи башлиған «TRT Deutsch» қанилиниң нәтиҗилик һалда авамниң диққитини қозғиғанлиқини тәкитләп: «билд гезитиму <TRT Deutsch> ниң қурулғанлиқини баш тема қилип хәвәр қилди. бир тәрәплимә қараш билән муамилә қилидиған бир әһвал бар, бизниң мәқситимиз германийәдики қийинчилиқларни вә йәткүзүлмигән мәсилиләрни тилға елиштур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر