түркийә террорчиларға зәрбә беришни давамлаштурмақта

сүрийәниң фират қалқини һәрбий һәрикити райониға соқунуп киришкә урунған п к к / й п г әзаси 2 террорчи бир тәрәп қилинди.

1379836
түркийә террорчиларға зәрбә беришни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байнат берип, « фират қалқини һәрбий һәрикити райониға соқунуп киришкә урунған п к к / й п г әзаси 2 террорчи, қәһриман командерлиримиз тәрипидин бир тәрәп қилинди. райондики тинчлиқ вә хатирҗәмликниң давамлаштурулуши үчүн зәрбә бериш һәрикәтлиримиз үзлүксиз давамлишиду» дегәнләрни қәйт қилди.

йәнә бир тәрәптин, ички ишлар министирлиқи байанат берип, ағри җамаәт хәвпсизлик идариси истихбарат вә терроризмға қарши күрәш қилиш шөбилириниң қайил қилиш хизмәтлири сайисида «толхилдан азат» тәхәллуслуқ рамазан гүчәрниң мардинда хәвпсизлик күчлиригә тәслим болғанлиқини уқтурди.

байанатта, шундақ қилип мушу йилниң бешидин буйан қайил қилиш йоли билән тәслим болғанлар саниниң 63 кә йәткәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر