түркийә йавропа әллиригә чегра еғизлирини тақиди

түркийә чегра еғизлирини германийә, испанийә, фирансийә, авистирийә, норвегийә, данийә, шиветсийә, белгийә вә голландийә қатарлиқ дөләтләрдин келидиған йолучиларға тақиди.

1378111
түркийә йавропа әллиригә чегра еғизлирини тақиди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министири сулайман сойлуниң имзаси билән «вухән вируси» ға қарши  күрәш тәдбирлири даирисидә елан қилинған қарарнамигә асасланғанда,  түркийә чегра еғизлирини германийә, испанийә, фирансийә, авистирийә, норвегийә, данийә, шиветсийә, белгийә вә голландийә қатарлиқ дөләтләрдин келидиған йолучиларға тақиған, түркийәдин бу дөләтләргә сайаһәт қилиш вақитлиқ тохтитилған.

 бүгүн әнқәрә вақти әтигән саәт 8 дин етибарән иҗра қилинишқа   башлиған қарарнамигә асасән, мәзкур дөләтләрдә туруватқан 3 – дөләтниң пуқралириниң 14 күн ичидә түркийә чеграсидин өтүшигә рухсәт қилинмайдикән, мәзкур дөләтләрниң пуқралириниң түркийәдин чиқип кетишигә чәклимә қойулмайдикән. түркийә пуқралириниң йуқирида тилға елинған дөләтләргә сайаһәт қилиши вақитлиқ тохтитилған болуп, бу дөләтләр һәққидә хитай, иран, ирақ, җәнубий корейә вә италийәдикигә охшашла сәһийә министирлиқиниң тәдбирлири вә бәлгилимилиригә асасән, давалаш, тәкшүрүш, контирол қилиш, 14 күнлүк көзитиш вә зөрүр тепилғанда карантина астиға елиш қатарлиқ тәдбирләр қоллинилидикән.

«вухән вируси» ға тақабил туруш тәдбирлири даирисидә, германийә, фирансийә, испанийә, норвегийә, данийә, белгийә, авистирийә, шиветсийә вә голландийә қатарлиқ дөләтләргә айропилан сәпәрлириму 17 – апрелғичә тохтитилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر