чавушоғлу италийә дипломатийә министири билән телефонда көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу италийә дипломатийә министири луиги ди мао билән телефонда көрүшти.

1377127
чавушоғлу италийә дипломатийә министири билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, чавушоғлу билән ди маониң телефон сөһбитидә, италийәдики «вухән вируси» кәлтүрүп чиқириватқан өлүм вә йуқумлиниш һадисилири, түркийә – италийә һәмкарлиқи, буниңдин кейин ташлинидиған қәдәмләр һәққидә музакирә елип берилған. чавушоғлу италийәдики өлүм һадисилири сәвәбидин италийә дипломатийә министири луиги ди маоға тәзийә билдүргтән.

игилинишичә, италийәдә йеқинқи үч һәптә ичидә «вухән вируси» сәвәбидин һайатидин айрилғанларниң сани 827 гә, йуқумланғанларниң сани болса 12 миң 462 гә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر