әрдоғанниң «вухән вируси» мәсилисигә қарита сәзгүрлүки диққәт қозғиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң белгийә зийарити җәрйанида «вухән вируси» ға қарита сүргүзлүки диққәт қозғиди.

1375205
әрдоғанниң «вухән вируси» мәсилисигә қарита сәзгүрлүки диққәт қозғиди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған бир күнлүк хизмәт зийарити үчүн белгийәниң пайтәхти бирйусселға меңиш алдида өзини узитип қойғанлар вә бирйусселға йетип барғандин кейин өзини қарши алғанлар билән қол елишип көрүшмәстин, қолини көксигә қойуп, саламлишиши диққәт қозғиди.

бирйусселдики зийарәт пирограммиси даирисидә түркийәниң йавропа иттипақида турушлуқ даимий вакаләтханисиға йетип барғанда өзини қарши алған түркийә пуқралириға хитаб қилған әрдоған, түркләрни «вухән вируси» тоғрулуқ агаһландурди, андин шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенбергни қобул қилди, қобулдин кейин, әрдоған билән столтенбергниң қол елишип көрүшмәслики диққәт қозғиди.

әрдоғанниң столтенберг билән қол елишип көрүшүшниң орниға қолини көксигә қойуп, «вухән вируси» дейишидин кейин, столтенбергму қолини көксигә қойуш арқилиқ инкас қайтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر