идлибтин қайғулуқ хәвәр кәлди

сүрийәниң идлиб шәһиридә бәшшар әсәд күчлириниң һуҗумида йариланған әскәр шеһит болди.

1372834
идлибтин қайғулуқ хәвәр кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: газиантәп валий мәһкимиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: «түнүгүн идлиб районида тинчлиқ орнитиш мәқситидә түркийә армийәси тәрипидин елип бериливатқан <баһар қалқини> һәрбий һәрикити саһәсигә бәшшар әсәд күчлириниң һуҗум қилиши нәтиҗисидә йариланған бир әскәр рәйһанли дөләтлик дохтурханисида давалаш үнүм бәрмәй шеһит болди, шеһидимизға аллаһ тааладин рәһмәт тиләймиз, аилисигә тәзийә билдүримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر