«қапқан -7 қарадағ һәрбий һәрикити» башланди

сирт – ширнак оттура линийәсидә «қапқан -7 қарадағ һәрбий һәрикити» башланди.

1369273
«қапқан -7 қарадағ һәрбий һәрикити» башланди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, қарадағда мүкингәнлики байқалған террорчиларни уҗуқтуруш үчүн ширнак районлуқ жандарма қоманданлиқ иштаби вә сирт вилайәтлик жандарма қоманданлиқ иштаби һәмдә чақирсуғут жандарма алаһидә әтрити тәрипидин бивастә елип берилған һәрикәттә йәнә, сақчи алаһидә қисим вә қоғдиғучилар әтритидин тәкшилләнгән 815 нәпәр хадим шундақла 52 алаһидә һәрикәт әтиритиң вәзипә өтигәнлики билдүрүлди.  

байанатта, дөләт ичидә террорлуқни тәл төкүс йоқутуш үчүн қапқан һәрикитиниң пуқраларниң қоллиши астида қәтий ирадә билән ғәлибилик давамлишиватқанлиқи тәкитләнди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر