әрдоған: идлибтики өзгиришләр түркийәгә пайдилиқ мәсилигә айланди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сүрийәниң идлиб районидики өзгиришләрниң нөвәттә түркийәгә пайдилиқ мәсилигә айланғанлиқини ейтти.

1367674
әрдоған: идлибтики өзгиришләр түркийәгә пайдилиқ мәсилигә айланди

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң «сийасәт академийәси» ниң иш башлаш мурасимида қилған сөзидә, ливийәдә илгири дөләтниң шәрқий қисмидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлифә һәфтәргә пайдилиқ рәвиштә оттуриға чиққан вәзийәтни түркийәгә пайдилиқ вәзийәткә айландурғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «охшашла идлибтики өзгиришләрму дөлитимизгә пайдилиқ өзгиришләргә айланди.»

идлибта 3 әскәрниң шеһит болғанлиқини, бирақ бәшшар әсәд һакимийитиниң техиму көп әскиридин айрилип қалғанлиқини әскәрткән әрдоған, райондики киризис тоғрулуқ русийә билән музакириләрниң давамлишиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «биз <адана келишими> гә асасән сүрийәгә әскәр әвәттуқ. русийә қоллимиса бәшшар әсәдниң пут тирәп туралиши мумкин әмәс. бизгә тахавуз қилғанлар ким болушидин қәтийнәзәр тегишлик җаваб қайтуримиз. биз бу районда терроризмни халимаймиз. бу земинларда һузур һәм тинчлиқ чечәклириниң порәкләп ечилишини үмид қилимиз. йүз миңларчә пуқрасини өлтүргән әсәд билән дост болушимиз мумкин әмәс.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر