акар: идлиб тоғрисида барлиқ пиланлиримизни түзүп қойдуқ

түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар бәшшар әсәд һакимийитиниң мушу айниң ахириғичә сүрийә идлиб районида сочи келишимидә бәлгиләнгән чеграларға чекинмигән тәқдирдә һәрбий һәрикәт елип берилиши мумкинликини ейтти.

1363692
акар: идлиб тоғрисида барлиқ пиланлиримизни түзүп қойдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири һулуси акар бир телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилди. у түркийәниң русийә билән идлиб мәсилиси бойичә өткүзгән учришишлирида қайси нуқтиға кәлгәнлики һәққидики соалға: «сочи келишимидә, идлиб җиддийчиликини пәсәйтиш райониниң чегралири ениқ бәлгиләнгән. бу йәрдә муһим болғини бәлгиләнгәнларгә бойсунуш. биз бәлгиләнгәнләргә хилаплиқ қилған бәшшар әсәд һакимийитигә болған тәсириңлардин пайдилинип, бәшшар әсәд һакимийитиниң уруш тохтитишқа бойсунушини вә сочи келишимигә бойсунушини әмәлгә ашуруңлар дәватимиз» деди.

у бәшшар әсәд һакимийитиниң идлибта йашайдиған 4-3 милйон хәлқни террорлуқ билән әйиблишиниң «уқум җәһәттин бәшшар әсәд һакимийитиниң вәйран болуши» икәнликини билдүрүп, мундақ деди:

«бәшшар әсәд һакимийити бу йәрдә өктичилик қилған һәммә кишигә террорист тамғисини басти. уларниң йашаш һоқуқи барлиқини етирап қилмайду. варил бомбилирини өз ичигә алған һалда һечнимини айримастин қуруқлуқ вә һавадин һуҗум қилип, һәммә кишини қирғин қилмақта. бу қәтлиамдур. түркийә болуш сүпитимиз билән, пүтүн тарихимизда қилғинимиздәк, бүгүнму мәзлумларни қоллашни давамлаштуримиз. биз бу даиридә, у йәрдә мәвҗутлуқимизни давамлаштуримиз вә сочи келишимигә бойсунушни тәләп қилимиз.»

у «феврал ейиниң ахирида бәлгиләнгән йәргә чекиниш болмиса, түркийә идлибтиму   тинчлиқ булиқи һәрикитигә охшаш бир һәрикәт башлашқа тәййарму?» дегән соалға, мундақ җаваб бәрди:

«һөрмәтлик җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бу тоғрида нишанни ениқ көрситип, йолйоруқ бәрди. биз тегишлик пиланлиримизни түздуқ, а, б, с пиланлиримизни түздуқ. бу пиланлар вақти-саити кәлгәндә иҗра қилинишқа башлиниду.»

у «сүрийәниң кәйнидә русийәниң барлиқини билимиз. ундақ болса, түркийә русийә билән удулму удул келәмду?» дегән соалға:

«түркийәниң русийәгә қарши һечқандақ һәрикити йоқ. түркийәниң нишани-бәшшар әсәд һакимийити, уруш тохтитишқа қарши чиққан киши вә гуруппилардур. районда түркийә қисимлири билән русийә қисимлири оттурисида наһайити йахши дийалог бар. һәр қандақ вақитта һәр түрлүк учурлар өзара алмаштурулуватиду» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر