шәнтоп гиретсийә пирезидентини әйиблиди
түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп, гиретсийә пирезиденти прокопис павлопулосниң ғәрбий тракйа түрклирини йоққа чиқиривәткән ирқчи байанатини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп, гиретсийә пирезиденти прокопис павлопулосниң ғәрбий тракйа түрклирини йоққа чиқиривәткән ирқчи байанатини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрүп, ғәрбий тракйа түрклүкиниң барлиқини вә мәвҗутлуқини давамлаштуридиғанлиқини әскәртти.
шәнтоп иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, «гиретсийә пирезиденти прокопис павлопулосниң ғәрбий тракйа түрклирини йоққа чиқиривәткән ирқчи байанатини қаттиқ әйибләймән. ғәрб тракйа түрклири бардур вә мәвҗут болушни давамлаштуриду. тарихимизниң қиммәтлик нишани сүпитидә румәлидә йашаватқан қериндашлиримиз хатирҗәм болсунларки, түркийә һәрдаим уларниң йенидидур» дегәнләрни қәйт қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә террорчиларға зәрбә беришни давамлаштурмақта
түркийә террорлуққа қарши туруш күришини қәтий ирадә билән үзлүксиз давамлаштурмақта.