ақар әнглийә вә фирансийә дөләт мудапиә министирлири билән көрүшти

түркийә дөләт мудапиә министири һулуси ақар әнглийә дөләт мудапиә вәзири бен валлаке вә фирансийә дөләт мудапиә министири флоренсе парли билән айрим – айрим көрүшти.

1359378
ақар әнглийә вә фирансийә дөләт мудапиә министирлири билән көрүшти
Florence Parly-Hulusi Akar.jpg
Hulusi Akar-Ben Wallace.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: ақар шималий атлантик әһди тәшкилати йиғини даирисидә белгийәниң пайтәхти бирйусселдики учришишлири даирисидә, алди билән,  әнглийә дөләт мудапиә вәзири бен валлаке  билән, арқидин фирансийә дөләт мудапиә министири флоренсе парли билән көрүшти. учришиларда, һәрбий, бихәтәрлик вә дөләт мудапиәси саһәлиридә һәмкарлиқ орнитиштин сирт йәнә, ливийә вә сүрийәни өз ичигә алған районлуқ өзгиришләр, бу даиридә идлибниң һазирқи вәзийити, районда йүз бериватқан инсаний тирагедийәгә хатимә бериш үчүн ташлинишқа тегишлик қәдәмләр қатарлиқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштурулди.

түркийәниң арзу – үмидлирини оттуриға қойған ақар, идлибта өй – маканлирини тәрк етишкә мәҗбур болған хәлқниң, бәшшар әсәд һакимийитиниң зораванлиқи сәвәбидин бәшшар әсәд күчлириниң контироллуқидики районларға әмәс, түркийәгә йүзлиниватқанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر