америкиниң сүрийә алаһидә вәкили җефрей әнқәрәгә йетип кәлди

америка қошма иштатлириниң сүрийә алаһидә вәкили җеймс җефрей һәмралиқидики һәйәт түнүгүн кәчтә пайтәхт әнқәрәгә йетип кәлди.

1357707
америкиниң сүрийә алаһидә вәкили җефрей әнқәрәгә йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: җеймс җефрей мухбирларға байанат берип, дөлитиниң нато иттипақдиши болған түркийәниң әскәрлириниң, бүгүн идлибта русийә вә әсәд һакимийитиниң күчлүк тәһдитигә дуч кәлгәнликини ейтти.

идлибта 3- вә 10 – феврал күнлири шеһит болған түркийә әскәрлири үчүн тәзийә билдүргән җефрей, «түркийә һөкүмити билән вәзийәтни көздин кәчүрүшни вә (түркийәни) имканийәтниң йетишичә қоллашни халаймиз» деди.

җеймс җефрейға һәмраһ болуп әнқәрәгә кәлгән пишқәдәм мәслиһәтчиси рич овтзенму «америка болуш сүпитимиз билән, дәмәшиқ һакимийитиниң һуҗумлирини қаттиқ әйибләймиз. (түркийә билән) күчлүк һәмкарлиқ орнитишни халаймиз. шуниң үчүн, түрк иттипақдашлиримиз билән алақилишишни давамлаштуруватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر