түркийә - германийә сақчилири бирликтә һәрикәт елип берип бир алдамчилар шайкисини қолға чүшүрди

түркийә билән германийәни мәркәз қилған телефон арқилиқ алдамчилиқ қилиш шайкиси түркийә – германийә сақчилириниң бирләшмә зәрбә бериш һәрикити нәтиҗисидә қолға чүшүрүлди.

1357969
түркийә - германийә сақчилири бирликтә һәрикәт елип берип бир алдамчилар шайкисини қолға чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә билән германийәниң малийә ишлири саһәсидә елип берилған тунҗи қетимлиқ зәрбә бериш һәрикитидә, бир хәлқаралиқ телефон арқилиқ алдамчилиқ қилиш шайкиси битчит қилинди.

түркийә вә германийәни макан тутқан гумандарларниң германийә пуқралириға йалған чақирғу мәркизидин телефон қилип, өзлирини германийә сақчиси дәп тонуштурғанлиқи ениқланди.

шайкиниң, зийан йәткүзүш обейкти қилип таллиған кишиләрни пайлап һайатлири вә мал – мүлүклириниң хәвп астида икәнликини ейтип қорқутуп, пуллирини өзлири арқилиқ капаләт астиға елишлири лазимлиқини тәкитләп алдиғанлиқи дәлилләнди.

«<сабаһ> гезити»ниң хәвиригә қариғанда, гумандарлар кишиләрниң 3 милйон йавро пулини алдаш усулиға тайинип чөнтикигә киргүзүвалған.

икки дөләт сақчилириниң учур алмаштуруши нәтиҗисидә 40 гумандар германийәдә, 36 гумандар түркийәдә қолға чүшүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر