әрдоған, идлибтики түркийә әскәрлиригә қилинған һуҗумға мунасивәтлик йиғинға рийасәтчилик қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған идлибтики түркийә әскәрлиригә қилинған һуҗумға мунасивәтлик йиғинға рийасәтчилик қилди.

1356890
әрдоған, идлибтики түркийә әскәрлиригә қилинған һуҗумға мунасивәтлик йиғинға рийасәтчилик қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған рийасәтчиликидә йиғин чақирип, сүрийә һакимийити күчлириниң идлибқа әвәтилгән арқа сәп түрк әскәрлиригә қилған һуҗумиға қарита ташлинидиған қәдәмләрни музакирә қилди.

йиғинда, шеһитләрниң қанлириниң йәрдә қалмаслиқи, һуҗумға охшаш усулда қайтурма зәрбә берилиши қарар қилинди вә бу хил һуҗумларниң, «тоқунушларниң алдини елишни, чегра бихәтәрликини капаләткә игә қилишни, йеңи көчүш долқуни вә инсаний тирагедийәни тосуп қелишни көзләватқан идлибтики түркийә»ни бу қәтий ирадисидин ваз кәчтүрәлмәйдиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر