түркийә армийәси шеһит әскәрләрниң интиқамини алди

түркийә армийәси, әсәд һакимийитиниң контроллуқидики 115 орунни оққа тутуп, дәсләпки мәлуматларға асасән, 101 әсәд әскирини бир тәрәп қилди.

1356810
түркийә армийәси шеһит әскәрләрниң интиқамини алди

түркийә авази радийоси хәвири: бәшшар әсәд һакимийити күчлириниң сүрийәниң идлиб районида вәзипә өтәватқан түркийә әскәрлиригә һуҗум қилип 5 кишини шеһит қилишидин кейин, түркийә армийәси, сүрийә һакимийитиниң 115 орнини оққа тутуп, 101 адимини бир тәрәп қилди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи, һакимийәт күчлириниң идлибтики һуҗумидин кейин, түркийә армийәсиниң интиқам елиш бәлгилимилиридә көрситилгән йоллуқ қоғдиниш даирисидә дәрһал қайтурма һәрикәткә өтүп, әсәд һакимийитиниң контроллуқидики 115 орунни оққа тутуп, дәсләпки мәлуматларға асасән, 101 һакимийәт әскирини бир тәрәп қилғанлиқиниуқтурди.

байанатта, «шеһит вә йаридар сәпдашлиримизниң қени йәрдә йәрдә қойулмиди, қойулмайду. бу хаинларчә һуҗумни садир қилғучилардин һесаб елиниду вә буниңға охшаш һуҗумларға – бүгүнгичә қандақ болған болса, шу бойичә – йоллуқ қоғдиниш һоқуқимиздин әң үнүмлүк шәкилдә пайдилинимиз. өзгиришләр йеқиндин көзитилмәктә вә тегишлик тәдбирләр йолға қойулмақта» дегән ибариләргә орун берилди.

идлибта йүз бәргән түнүгүнки хаинларчә һуҗумда 5 әскәр шеһит болған, 5 әскәр йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر