түркийә нигерийәдә йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә нигерийәниң борно өлкисидә мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумини әйиблиди.

1356905
түркийә нигерийәдә йүз бәргән террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта мундақ дейилди: «нигерийәдики нурғун кишиниң җениға замин  болған вә йарилинишини кәлтүрүп чиқарған террорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләймиз, һуҗумда һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, нигерийә хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз.»

террорлуқ тәшкилати боко һарамниң борно өлкисигә қарашлиқ қондуга рйунида йүк аптомобиллири өтүш  үчүн күтүватқанда елип барған һуҗумида 20 киши қаза қилған, көп санда киши йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر