чавушоғлу қаратағда зийарәттә болди

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу қаратағниң пайтәхти подгорикада дөләт ишлири зийаритидә болди.

1357423
чавушоғлу қаратағда зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу қаратағқа қилған зийаритиниң иккинчи күни «вилла горика» һөкүмәт бинасида, қаратағ пирезиденти мило дҗуканович, парламент башлиқи иван браҗович, баш министир дуско маркович вә дипломатийә министири сирҗан дарманович қатарлиқлар билән айрим – айрим көрүшти.

учришишлардин кейин чавушоғлу билән дарманович, «қаратағ пуқралириниң консулхана йардимидин бәһримән болуш келишими» билән  «дипломатик вакаләтхана вә консулхана мәнсуплириниң аилә әзалириниң кирим киридиған ишларда ишқа орунлишишиға мунасивәтлик келишим» ни имзалиди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر