әрдоған: түркийә сибәр бихәтәрликидә марка һалиға келиду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәни сибәр бихәтәрлики җәһәттә дунйада марка һалиға кәлтүридиғанлиқлирини ейтти.

1356573
әрдоған: түркийә сибәр бихәтәрликидә марка һалиға келиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әнқәрәдә учур технологийәлири вә хәвәрлишиш идариси дөләтлик сибәр вәқәлирини бир тәрәп қилиш мәркизиниң ечилиш мурасимида сөз қилди.

у йәрлик 5G технологийә асасий ул-әслиһәсини тәййарлимай туруп, 5G гә өтүлмәйдиғанлиқини билдүрди. у мундақ деди:

«чегралиримизниң бихәтәрлики қанчилик муһим болса, електиронлуқ системилиримизниң вә у йәрләрдә сақлинидиған санданлиримизниң бихәтәрликиму шунчилик муһим. дөләт вә хусусий ширкәтләргә тәвә сандан мәркәзлирини тәртипкә селишимиз шәрт. мунасивәтлик идарә-органлиримиздин тәтқиқат хизмәтлирини тез сүрәттә ахирлаштурушини күтимән.»

у әқиллиқ ситемилардин пайдилинип қилинған һуҗумларни мәғлуб қилиш йолиниң, техиму әқиллиқ системиларни тәрәққий қилдуруш вә униңдин пайдилиниш икәнликини ейтти.

у: «дөлитимизни сибәр бихәтәрлики җәһәттә дунйада марка һалиға кәлтүримиз. сибәр һуҗумлириға әнәниви системилар йаки методлар билән қарши туруш, оқни қәғәз билән тосушқа охшайду. тунҗи йәрлик хәвәрлишиш сүний һәмраһимиз <6A-түрксат> ни лайиһәләш хизмити ахирлашти. инженерлиқ хизмәтлири давамлишиватиду, 2022-йили аләмгә қойуп беришни пиланлаватимиз» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر