чавушоғлу «қайтидин асийа» йиғинида сөз қилди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу сүрийәдә түркийә әскәрлиригә қилинған һуҗумларға җаваб берилгәнликини, буниңдин кейинму берилидиғанлиқини ейтти.

1353129
чавушоғлу «қайтидин асийа» йиғинида сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәниң «қайтидин асийа» сийасити һәққидә асийа дөләтлириниң әнқәрәдики дипломатик вакаләтханилириға қарита ечилған йиғинда сөз қилди.

у узун йиллардин буйан сүрийә киризисигә һәл қилиш чариси тепиш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқлирини тәкитләп: «йеқинқи күнләрдә идлибтә еғир йирикчиликләр болди. түнүгүн (3-феврал) сәккиз әскиримиз шеһит болди. бәшшар әсәдниң урушқақ позитсийәси, номуссизлиқи барғансери ешиватиду. русийә билән бу тоқунушларни тохтитиш үчүн тиришиватимиз. бу мәқсәттә, түнүгүн русийә ташқи ишлар министири сергей лавров билән телефонда көрүштүм» деди.

у сүрийә киризиси мәсилисидә, русийәниң зиммисигә муһим вәзипиләрниң чүшидиғанлиқини әскәртип: «балдуррақ узун муддәтлик уруш тохтитишни вә асасий қанун комитети билән бирликтә сийасий мусапини тезләштүрүшни тәләп қилимиз. бирақ, бизгә қилинған һуҗумларға чидап турушимиз мумкин әмәс. җавабини бәрдуқ, буниңдин кейинму җавабини беримиз» деди.

у астана вә сочи мусапилириниң пүтүнләй дегүдәк оттуридин йоқалмиғанлиқини, бирақ зидилинишкә башлиғанлиқини қәйт қилди.

у русийәниң «бәшшар әсәд һакимийитини толуқ контрол қилалмаймиз» дегәндәк баһанилирини тоғра дәп қаримайдиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر