идлибтин шеһит хәвири кәлди

сүрийәниң идлиб районида бәшшар әсәд һакимийитиниң топ оқида төт әскәр шеһит болди, тоққуз әскәр йариланди. буниң ичидә бир әскәрниң әһвали еғир.

1351936
идлибтин шеһит хәвири кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи идлиб тоғрисида байанат елан қилди. байанатта, идлибтә тоқунушларниң алдини елиш мәқситидә районға әвәтилгән запас қисимниң орунлишидиған җайлириниң кординатлири алдин берилгән болсиму, бәшшар әсәд қисимлириниң топ бомбардиманиға тутулғанлиқи қәйт қилинди. байанатта мундақ дейилди:

«топ бомбардимани нәтиҗисидә төт қәһриман әскиримиз шеһит болди, тоққуз әскиримиз йариланди. бириниң әһвали еғир.»

дөләт мудапиә министирлиқиниң бу һәқтики иккинчи байанатида, «нишанларниң от чәмбирикигә елинип, керәклик җавабниң берилгәнлики» қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر