әрдоған украинани зийарәт қилиду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған бүгүн (2020-йили 3-феврал) 8-қетимлиқ түркийә-украина йуқири сәвийәлик истратегийәлик кеңиши йиғини мунавсивити билән, украинани зийарәт қилиду.

1351777
әрдоған украинани зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәислик учур-алақә идариси рәҗәп таййип әрдоғанниң украинани зийарәт қиилдиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатқа асасланғанда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән украина пирезиденти владимир зеленский (Vladimir Zelenskiy) ниң башчилиқида вә мунасивәтлик министирларниң қатнишиши астида кийевдә өткүзүлидиған кеңәш йиғинида, икки тәрәп вә районлуқ мәсилиләр тәпсилий музакирә қилиниду.

рәҗәп таййип әрдоғанниң учришишлири җәрйанида, қирим татарлириниң әһвали һәққидә өзара пикир алмаштурулиду. украина билән истратегийәлик шериклик мунасивәтлириниң чоңқурлишишиға қаритилған йеңи һәмкарлиқ имканийәтлири муһакимә қилиниду.

рәҗәп таййип әрдоған билән украина пирезиденти владимир зеленский түркийә-украина сода-санаәтчилири биләнму көрүшиду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر