қалин обриен билән көрүшти

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, америка қошма иштатлири дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси роберт с.обриен билән телефонда көрүшти.

1350691
қалин обриен билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси байанат ишлири ишханисиниң байанатиға қариғанда, қалин билән обриенниң телефон сөһбитидә, икки дөләт мунасивәтлири, ливийә вә сүрийәдики өзгиришләр музакирә қилинди.

ливийә вә сүрийәниң шималидики әң йеңи әһваллар музакирә қилинған, бу районлардики тоқунушларға хатимә берилиши, пуқраларниң муһапизәт қилиниши вә мәсилини сийасий йол билән һәл қилиш тиришчанлиқлириниң давамлаштурулуши йолида қилинидиған ортақ хизмәтләр тоғрисида пикир алмаштурулған телефон сөһбитидә, икки дөләт мунасивәтлириниң омумий әһвалидин сирт, түркийә билән америка қошма иштатлири арисидики 100 милйард долларлиқ сода һәҗими нишаниға йетиш үчүн ташлашқа болидиған қәдәмләр муһакимә қилинди.

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, түркийәниң, америка рәһбәрликиниң исраилийә – пәләстин ихтилапиға алақидар пилани тоғрисидики қарашлирини оттуриға қойуп өтти.

түркийәниң, икки дөләтлик һәл қилиш чариси қариши вә бу даиридә шәрқий қуддусниң, 1967 – йилидики чеграларни чөридигән һалда қурулидиған мустәқил, өз – өзигә хоҗа пәләстин дөлитиниң пайтәхти болуши керәкликини йақлайдиғанлиқини билдүргән қалин, пәләстин хәлқи қобул қилмайдиған һечбир пиланниң қоллап – қуввәтләнмәйдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر