чавушоғлу булғарийәдә түрк сода - санаәтчиләр билән учрашти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу булғарийәдики дөләт ишлири зийарити даирисидә дөләттики түрк сода - санаәтчиләр билән учрашти.

1350559
чавушоғлу булғарийәдә түрк сода - санаәтчиләр билән учрашти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «булғарийәгә қилған икки күнлүк зийаритим даирисидә бу дөләттә йашаватқан қиммәтлик сода – санаәтчилиримиз билән бир йәргә җәм болдуқ. дәрвәқә, сода – санаәт дунйаси икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқни йәниму күчәйтиштә наһайити зор әһмийәткә игә. иқтисад - сода мунасивәтлиримизни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш ирадимиз қәтий болуп, түркийә – булғарийә оттурисидики сода омумий соммимизни 10 милйард йавроға йәткүзүшни нишан қиливатимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر