түркийә: америкиниң аталмиш «оттура шәрқ пилани» өлүк туғулди

түркийә америка қошма иштатлириниң аталмиш «оттура шәрқ пилани» ниң өлүк туғулғанлиқини билдүрди.

1349226
түркийә: америкиниң аталмиш «оттура шәрқ пилани» өлүк туғулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта мундақ дейилди: «бу пилан киризисни икки дөләтлик түзүм арқилиқ һәл қилиш чарисини өлтүрүшни вә пәләстин земинлирини бесивелишни нишан қилиду. пәләстин хәлқи вә земинини пул билән сетивелиш мумкин әмәс. қуддус мәсилиси түркийәниң <қизил сизиқи> дур, дәрвәқә, бизниң исраилийәниң ишғалийити вә зулум – ситәмлириниң қанунлаштурулушиға йол қойушимиз әсла мумкин әмәс. һәмишә қериндаш пәләстин хәлқиниң йенида болимиз. пәләстин терротерийәсидә мустәқил бир пәләстин дөлити қуруш йолида давамлиқ хизмәт ишләймиз, пәләстин қобул қилмайдиған һечқандақ бир пиланни қоллимаймиз. исраилийәниң ишғал сийасәтлири ахирлашмай туруп оттура шәрқтә тинчлиқ орнитилиши мумкин әмәс.»

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп аталмиш «оттура шәрқ пилани» ни елан қилғанда, қуддусни исраилийәниң мәңгүлүк пайтәхти сүпитидә етирап қилидиғанлиқлирини вә бу пиланниң пәләстинликләр үчүн ахирқи пурсәт икәнликини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر