түркийә билән гамбийә оттурисида келишимләр имзаланди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң африқа билән болған иқтисадий мунасивәтлирини һәр даим адил, тәңпуң вә һәр икки тәрәпкә пайдилиқ болған асаста тәрәққий қилдурушқа тиришқанлиқини ейтти.

1348458
түркийә билән гамбийә оттурисида келишимләр имзаланди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған гамбийәдә рәсмий дөләт ишлири зийаритидә болди. у гамбийә пирезиденти адама барров (Adama Barrow) билән өткүзүлгән айрим вә һәйәтләр ара учришишлардин кейин, ортақ ахбарат елан қилиш йиғини уйуштурди.

рәҗәп таййип әрдоған учришишларда өзара мунасивәтләрни музакирә қилғанлиқлирини билдүрүп, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң оқу-оқутуш нами астида қиливатқан һәрикәтлирини тунҗи болуп тохтатқан дөләтниң, гамбийә икәнликини әскәртти.

у: «гамбийәниң қәтий қәдими, африқа дөләтлиридә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәш нуқтисида үлгә болди» деди.

у икки дөләт оттурисидики иқтисадий вә сода мунасивәтлириниң арзу қилған сәвийәдә әмәсликини билдүрүп, икки тәрәп содисини тәңпуң болған қурулмиға игә қилишни халайдиғанлиқлирини қәйт қилди.

рәҗәп таййип әрдоған бу қетимқи зийаритиниң икки дөләт оттурисида йеңи һәмкарлиқлар ишиклириниң ечилишиға вәсилә болушини тилиди.

гамбийә пирезиденти адама барров йиллардин буйан түркийәдин һәр саһә бойичә муһим қоллашларни вә һәмкарлиқ йеқинлиқини көргәнликлирини билдүрүп, иқтисадниң түрлүк саһәлиридә түркийә билән күчлүк мунасивәтләрниң тәсис қилинғанлиқини қәйт қилди.

у бивастә чәт әл мәбләғлириниң вастиси арқилиқ иқтисадий саһәдики һәмкарлиқни түркийә билән һәр саһәдә тәрәққий қилдурушқа майил икәнликлирини билдүрди.

ортақ ахбарат елан қилиш йиғинидин бурун, рәҗәп таййип әрдоған билән адама барровниң һузурида икки дөләт оттурисида охшимиған келишимләр имзаланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر