әрдоған гамбийәгә йүрүп кәтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған алҗирийә зийаритини ахирлаштурғандин кейин « TUR» намлиқ мәхсус айропилан билән әнқәрә вақти саәт 12 дин 35 минут өткәндә гамбийәгә йүрүп кәтти.

1348147
әрдоған гамбийәгә йүрүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоғанни алҗирийә хуари бумәдйен айродурумидин алҗирийә пирезиденти абдулмәҗид тәббун, алҗирийә мәдәнийәт министри мәликә бәндудә, алҗирийә рәсмийәт ишлири башқармисиниң башлиқи белкаҗем лариби вә түркийәниң алҗирийә баш әлчиси маһинур өздәмир гөкташ қатарлиқлар узитип қойди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән бирликтә рәпиқиси әминә әрдоған, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз, дөләт мудапиә министири һулуси ақар, санаәт вә технологийә ишлири министири мустафа варанк, сода ишлири министири руһсар пәкҗан, дөләт бихәтәрлик оргининиң башлиқи һақан фидан, җумһур рәислик сарийи учур - алақә ишлири башқармисиниң башлиқи фаһрәттин алтун вә җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин қатарлиқларму гамийәгә йүрүп кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر