германийәдин тәтил үчүн кәлгән п к к гумандари қолға елинди
германийәдин тәтил қилиш үчүн аданаға кәлгәндә түркийә хәвпсизлик күчлири тәрипидин қолға чүшүрүлгән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к гумандари сотниң қарари билән тутқун қилинди.
1346687
түркийә авази радийоси хәвири: анада вилайәтлик җамаәт хәвпсизлик идариси терроризмға қарши күрәш шөбиси хадимлири, 2015 – йили берип орунлашқан берлинда п к к ниң паалийәтлиригә иштирак қилған бир гумандарниң тәтил қилиш үчүн аданаға кәлгәнликини ениқлап, уни назарәт астиға алди.
гумандарниң йавропадики п к к ға йеқин йардәм органлири билән һәмкарлишип паалийәт елип барғанлиқи, топланған пулларни өлтүрүлгән террорчиларниң аилилиригә тарқитип бәргәнлики вә у органларға пул йардәм қилғанлиқи дәлилләнди.
җамаәт хәвпсизлик идарисидики тәкшүрүшләрдин кейин әдлийәгә әвәтилгән гумандар, нөвәтчи сулһи җаза мәһкимиси содийәсиниң қарариға асасән тутқун қилинди.