әрдоған: нишанимиз дөлитимизни дунйа енергийә мәркәзлириниң биригә айландуруштур

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түрк еқими тәбиий газ туруба линийәси қурулушиниң йеңи дәврниң символлуқ қурулушлириниң бири болидиғанлиқини әскәртип, «нишанимиз дөлитимизни дунйа енергийә мәркәзлириниң биригә айландуруштур» деди.

1337741
әрдоған: нишанимиз дөлитимизни дунйа енергийә мәркәзлириниң биригә айландуруштур

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ учур ортақлишип, рус тәбиий газини түркийәгә вә  түркийә арқилиқ йавропаға йөткәйдиған түрк еқими тәбиий газ туруба линийәсиниң хизмәткә кириштүрүлүши тоғрисида тохталди؛ учуриға қошумчә қилип қурулушниң бир парчә хәритиси чүшүрүлгән дийаграмминиму ортақлашқан әрдоған, «биз рус достлиримиз билән бирликтә нурғун күч сәрп қилған бу қурулуш, һәм икки тәрәп мунасивәтлиримиз һәм районимиздики енергийә хәритиси җәһәттә тарихий әһмийәткә игидур. түркийә болуш сүпитимиз йеқинқи йиллардики селинмилиримиз арқилиқ өзимиз билән бирликтә район җуғрапийәси үчүнму муһим болған тәбиий газ билән тәминләш иқтидари вә сода мәркизи шәкилләндүридиған ул – әслиһәгә игә болдуқ» деди.

йеңи тәбиий газ билән тәминләш мәнбәлирини оттуриға чиқириш, мәвҗут мәнбәләрниң даирисини кеңәйтиш үчүн қуруқлуқ вә деңизда һидрокарбон издәш вә чәккиләш хизмәтлириниң ишлиниватқанлиқини билдүргән әрдоған,  «нишанимиз дөлитимизни дунйа енергийә мәркәзлириниң биригә айландуруштур. илкимиздики имканийәтлиримизни толуқ мәнидә һәрикәткә кәлтүргинимиздә оттуриға чиқидиған қошумчә қиммәттин пүткүл районниң пайдилинидиғанлиқиға ишинимиз» деди.

әрдоған учурида йәнә, қурулушниң техникилик тәпсилатлириға алақидар мәлуматларғиму орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر