чавушоғлу: сулайманиниң өлтүрүши районимиз үчүн хәвп шәкилләндүрди

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу қуддус күчи қомандани қасим сулайманиниң өлтүрүлүшиниң оттура шәрқ райони үчүн җиддий хәвп шәкилләндүргәнликини ейтти.

1335323
чавушоғлу: сулайманиниң өлтүрүши районимиз үчүн хәвп шәкилләндүрди

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу «түркийәниң 2019 – йиллиқ дипломатийә сийасити хуласә йиғини» да қилған сөзидә мундақ деди: «бу киризисниң һәл қилиниши йаки сүркилишниң азайтилиши үчүн алдимиздики күнләрдиму башқа дөләтләр билән бирликтә тиришчанлиқ көрстишни давамлаштуримиз.»

барлиқ тәрәпләр билән қойуқ алақә орнитип келиватқанлиқлирини әскәрткән чавушоғлу, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң фирансийә пирезиденти еммануел макрон, иран пирезиденти һәсән руһани, ирақ пирезиденти бәрһәм салиһ вә қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани қатарлиқлар билән телефонда көрүшкәнликини, әнглийә баш вәзири борис җонсон, германийә баш министири ангела меркел вә башқа дөләтләрниң рәһбәрлири биләнму алдимиздики күнләрдә телефонда көрүшидиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, бу даиридә өзиниңму, иран ташқи ишлар министири муһәммәд җәвад зәриф, русийә ташқи ишлар министири сергей лавров, әнглийә ташқи ишлар  вәзири доминик рааб, қатар ташқи ишлар министири шәйх муһәммәд бин абдурраһман алсани, пакистан дипломатийә министири шаһ муһәммәд қурәйши вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонио гутеррес билән айрим – айрим һалда телефонда көрүшкәнликини қәйт қилди.

у, түркийәниң тинчлиқ йолида ташлинидиған қәдәмләр мәсилисидә һәмишә рәһбәрлик ролини җари қилдуруп келиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һәммигә мәлумки, русийә пирезиденти виладимир путин чаршәнбә күни истанбулға келиду. путин билән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, оттура шәрқниң вәзийити вә районда сүркилишни азайтиш тиришчанлиқлиримиз һәққидә музакирә елип бариду. болупму һәммимизниң ортақ әндишиси, ирақниң башқа дөләтләр үчүн тоқунуш саһәсигә айлинип қелиши. бу ирақ һәм районимиз үчүн җиддий хәвптур. бу даиридә ирақ биләнму давамлиқ алақә қилип туруватимиз. җүмлидин, бу зораванлиқ һәрикәтлириниң азайтилиши йолида мәсулийитимизни ада қилип келиватимиз, буниңдин кейинму шундақ қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر