әрдоған: молдавийәниң фәтһуллаһчиларниң мәктәплирини маарип вәхпигә өткүзүп беришини күтүватимиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, молдавийәдики фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати мәктәплириниң түркийә маарип вәхпигә өткүзүп берилишини күтүватқанлиқлирини билдүрди.

1332225
әрдоған: молдавийәниң фәтһуллаһчиларниң мәктәплирини маарип вәхпигә өткүзүп беришини күтүватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған билән молдавийә пирезиденти игор додон пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик мәһкимисидә қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

әрдоған, түркийәниң, молдавийәниң земин пүтүнлүки, муқимлиқи, байашатлиқи вә тәрәққийатини қоллайдиғанлиқини билдүрди вә нойабир ейида тәшкилләнгән йеңи һөкүмәткә молдавийәликләргә хизмәт йолида утуқ тилиди.

түркийәниң барлиқ органлириниң молданийәниң йенида турушни давамлаштуридиғанлиқини тәкитлигән әрдоған, «гагавуз түрклири молдавийә билән бизниң аримиздики әң мустәһкәм достлуқ көврүклириниң биридур» деди.

у, молдавийәлик сайаһәтчиләрниң биринчи болуп түркийәни таллиғанлиқидин наһайити мәмнун икәнликини ейтти.

молдавийәниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши күрәштә болупму фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға четишлиқ кишиләрниң қайтуруп берилиши җәһәттики һәмкарлиқ роһиға миннәтдарлиқ билдүргән әрдоған, «буниң билән бирликтә дөләттики фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати мәктәплириниң түркийә маарип вәхпигә өткүзүп берилишини күтүватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

мухбирларни күтүвелиш йиғинидин илгири җумһур рәис әрдоған билән молдавийә пирезиденти додонниң иштирак қилиши билән келишим имзалаш мурасими өткүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر