түркийә сәланиктики от қойуп бериш вәқәсини әйиблиди

ташқи ишлар министирлиқи түркийәниң гиретсийә сәланиктики консулхана дипломатиниң аптомобилиға от қойуп бериш вәқәсини әйиблиди.

1328565
түркийә сәланиктики от қойуп бериш вәқәсини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси һами аксой түнүгүн (23-декабир) әтигәндә түркийә консулхана дипломатиниң аптомобилиға от қойуп бериш вәқәси һәққидики соалға җаваб бәрди.

у: «сәланиктики консулханимизниң дипломатиниң аптомобилиға от қойуп бериш вәқәсини қаттиқ әйибләймиз» деди.

у вәқәгә «вәһимилик» дәп баһа берип, наразилиқлирини гиретсийәниң әнқәрә әлчиханисиға йәткүзгәнликлирини вә түркийәниң афенадики әлчиханисиниң гиретсийәниң мунасивәтлик органлириға нәқ мәйданни көрсәткәнликини қәйт қилди.

у йеқинқи йилларда гиретсийәдики түрк дипломатлириға вә мал-мүлүклиригә қаритилған охшаш вәқәләрниң көпәйгәнликини алаһидә тәкитләп: «гиретсийәниң мунасивәтлик органлиридин бу хил вәқәләрниң алдини елишини вә әлчихана-консулханилиримизниң хизмәтчилирини қоғдаш үчүн зөрүр тәдбирләрни йолға қойушини, бу хил вәқәләрни пәйда қилғучиларни сотқа тартип, тегишлик шәкилдә җазалишини үмид қилимиз» деди.

түнүгүн әтигәндә гиретсийәниң сәланик шәһиридә, түркийәниң консулханисиниң бир дипломатиниң аптомобилиға от қойуп берилгән иди. от өчүрүш хадимлири отни өчүрүвалған болсиму, аптомобилниң арқа қисми еғир зийанға учриған иди.

сәланик сақчи идариси вәқәгә мунасивәтлик тәкшүрүшлирини башлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر