октай америкиниң тәһдитлиригә наразилиқ билдүрди

муавин җумһур рәис  фуат октай америка қошма иштатлириниң түркийәгә салған тәһдитлиригә қаттиқ наразилиқ билдүрди.

1327257
октай америкиниң тәһдитлиригә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: октай «2020 – йиллиқ хамчот лайиһәси» музакирилириниң ахирқи күни түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә елан қилған байанатида, түркийә русийәдин сетивалған «400 - с» башқурулидиған бомба мудапиә системиси вә түркийәму лайиһә шерики болған « F-35» типлиқ уруш айропиланлири тоғрулуқ тохтилип мундақ деди: «<400 – с> башқурулидиған бомба мудапиә системиси вә <F-35> типлиқ уруш айропиланлири лайиһәси билән башланған басқучта бизгә ембарго йүргүзүш билән тәһдит селиватқанлар, бизниң дөләт мудапиәси санаитидә тәрәққий қилдуруватқан миллий технологийә һәрикитимизгә қарап, тәһдитләрниң бизни йәрлик лайиһәләр һәм ишләпчиқиришқа йәниму йүксәк сәвийәдә йүзләндүрүватқанлиқини билиши керәк, түркийә анчә узун әмәс, йеқин кәлгүсидә өзиниң һава мудапиәси системилириға, <F-35> типлиқ уруш айропиланлириға охшап кетидиған патентлиқ учқучисиз һава аппаратиға, адәмсиз қуруқлуқ мудапиәси әслиһәлиригә игә, һәмдә лайиһәдин ишләпчиқиришқичә йол башчи дөләтләрдин биригә айлиниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر