битлис вә сииртта террорчиларға зәрбә бериш һәрикити башланди

битлис вә сииртта «қиран 8 сәһи орманлири һәрбий һәрикити» башланди.

1325640
битлис вә сииртта террорчиларға зәрбә бериш һәрикити башланди

 түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, битлис вә сииртта бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң қишлиқ увилириға мөкүвелишниң алдини елиш вә районда ениқлап чиқилған террорчиларни бир тәрәп қилиш мәқситидә, ван вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби тәрипидин «қиран 8 сәһи орманлири һәрбий һәрикити» башланған, бу қетимқи һәрикәткә 232 алаһидә қисим вә 3480 алаһидә һәрбий хадим қатнашқан.

байанатта тәкитлинишичә, мәмликәт миқйасида терроризмни үзүл - кесил йоқитиш мәқситидә елип бериливатқан «қиран 8 сәһи орманлири һәрбий һәрикәтлири» мувәппәқийәтлик һалда давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر