америка баш әлчиси ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди

американиң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси давид м.саттерфилд (David M. Satterfield) америка кеңәш палатасиниң аталмиш 1915-йил вәқәлири үстидә чиқарған қарари сәвәбидин түркийә ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди.

1323100
америка баш әлчиси ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: муавин ташқи ишлар министири сәдар өналниң түркийәниң америка кеңәш палатасиниң қарариға мунасивәтлик наразилиқини америка баш әлчиси давид м.саттерфилдқа йәткүзгәнлики билдүрүлди.

американиң әнқәрә әлчиханиси бүгүн (13-декабир) мәзкур қарарға мунасивәтлик елан қилған байанатида, америка һөкүмитиниң мәйданиниң өзгәрмигәнликини, һөкүмәтниң бу һәқтики қарашлириниң пирезидент доналд трампниң 2019-йили апрелда елан қилған байанатида әкс әткәнлики әскәртилди.

америка пирезиденти трамп 2019-йили апрел ейида аталмиш 1914-йил вәқәлиригә мунасивәтлик қилған сөзидә, «чоң палакәт» мәнисини билдүридиған әрмәнчә «медс йеғерн» дегән сөзни ишләткән иди.

америка кеңәш палатаси аталмиш 1915-йил вәқәлирини «ирқий қирғинчилиқ» дәп етирап қилидиған қанун тәклип лайиһәсини қобул қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر