ибраһим қалин америкида мақулланған қанун лайиһәси һәққидә тохталди

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, америка йуқири палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң түркийәгә мунасивәтлик қанун лайиһәсигә наразилиқ билдүрди.

1322207
ибраһим қалин америкида мақулланған қанун лайиһәси һәққидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, америка йуқири палатаси ташқи мунасивәтләр комитетиниң түркийәгә, русийәдин с-400 сетивалғанлиқи вә сүрийәдә ташлиған қәдәмлирини илгири сүрүп җаза йүргүзүшни мәзмун қилған қанун лайиһәсини қобул қилишиға наразилиқ билдүрди.

ибраһим қалин, түнүгүн җумһур рәислик мәһкимиси ички кабинет йиғини давамлишиватқан әснада мәтбуат байанати елан қилип, америка палатасидики қәдәмләрни йеқиндин көзитиватқанлиқлирини билдүрүп, «буниң бизниң с-400 сетивелишимизға, ишлитишимизгә қарита бир тәсири болмайду. йәни бу лайиһә дөләт мәҗлисидин өтсиму, өтмисиму, қандақ болушидин қәтийнәзәр, с-400 гә алақидар мусапә давамлишиду» деди.

у, америка билән түркийә арисидики F-35 мәсилиси тоғрисидиму тохтилип, «бу мәсилә, әпсуски, нөвәттә техникилиқ йаки мудапиә санаити мәсилиси болуштин һалқип, пүтүнләй америка ички сийаситиниң бир мәсилисгә айлинип қалди» деди.

ибраһим қалин, түркийәниң с-400 ләрни ишлитиштә, F-35 ләр йаки нато хәвпсизлик системиси, F-16 лар вәйаки башқа айропилан системилирида хәвп пәйда қилмаслиқи үчүн тегишлик тәдбирләрни йолға қойидиғанлиқини чүшәндүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر