әрдоған җәйлан аилисигә телефон қилип бәхт тилиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң қолидин қутқузулған җәфәр җәйланниң аилисигә телефон қилип бәхт тилиди.

1320758
әрдоған җәйлан аилисигә телефон қилип бәхт тилиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, 2000 – йили дунйаға кәлгән, 2015 – йили п к к  террорлуқ тәшкилати тәрипидин тағқа елип қечилған җәфәр җәйланниң аниси хатиҗә җәйлан вә атиси абдулқадир җәйланға телефон қилди.

әрдоған, дийарбакирлиқ аниларниң тағқа елип қечилған пәрзәнтлири үчүн хәлқләрниң демократийә партийәсиниң вилайәтлик шөбиси алдида наразилиқ паалийитигиму иштирак қилған хатиҗә җәйланға тәсәллий бәрди вә аилә тавабиатлириға бәхт – саадәт тилиди. җәйланниң ата – анисиму җумһур рәис әрдоғанға вә хәвпсизлик күчлиригә миннәтдарлиқ билдүрүп, террорлуқ тәшкилати тәрипидин тағқа елип қечилған балиларниң балдуррақ аилилириниң қешиға қайтиши үчүн дуа қилди.

п к к вә йантайақлириға наразилиқ билдүргән хатиҗә җәйлан, «мән кордмән, йолдишим корд, өйимиздә әркин – азадә олтуруватимиз. һазирғичә һечким бизниң ишимизға арилашмиди. мениң балам 4 йилдин кейин қайтип кәлди. аллаһ һәммисиниң қайтип келишини несип қилсун. шунчә әскәр, шунчә сақчи немә үчүн өлди? бу йәрдә корд – түрк мәсилиси йоқ. (улар) пәқәт өзлириниң дәрди үчүн йашларни өлтүргүзүшмәктә» деди.

п к к  террорлуқ тәшкилатиниң қотулдурулған җәфәр җәйлан, дийарбакирниң мәркизий қайапинар наһийәсидин 4 йил бурун 15 йаш вақтида террорлуқ тәшкилати тәрипидин тағқа елип қечилғаниди.

тағқа елип кетилгән оғлини қутулдуруш үчүн хәлқләрниң демократийә партийәси дийарбакир вилайәтлик шөбисиниң алдиға кәлгән хатиҗә җәйлан 8 – өктәбирдә олтурувелиш һәрикитигә аваз қошқаниди. анисиниң наразилиқ һәрикитигә қатнашқанлиқидин хәвәр тапқан җәфәр, террорлуқ тәшкилати сепидин қачқаниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر