әрдоған: гиретсийә, исраилийә, мисир вә җәнубий қибрис биздин бихәвәр қәдәм ташлийалмайду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, «гиретсийә, исраилийә, мисир вә җәнубий қибрис даирилири бизниң мақуллиқимиз болмай туруп (шәрқий ақ деңизда) қәдәм ташлийалмайду» деди.

1320613
әрдоған: гиретсийә, исраилийә, мисир вә җәнубий қибрис биздин бихәвәр қәдәм ташлийалмайду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған т р т радийо – телевизийә қаналлириниң ортақ сөһбәт пирограммисида күнтәртипкә алақидар соалларға җаваб бәрди؛ у сөһбәт җәрйанида, ливийә билән түзүлгән келишим арқилиқ түркийәниң хәлқара қанунда көрситилгән һәқ – һоқуқлиридин пайдиланғанлиқиға ишарәт қилип, «шундақ қилип гиретсийәниң пут – қоли бағланди, типирлап кетишиниң сәвәби бу» деди.

«(шәрқий ақ деңизда) һазирғичә изчил түрдә уруп, елип келишти. буниңдин кейин бундақ болмайду, әмди бизму һәққимизгә игә чиқимиз» дегән җумһур рәис әрдоған, сөзини давамлаштуруп, «бурғилаш парахотидин йәнә бирни алимиз. пәқәт ақдеңиздила әмәс, қарадеңиздиму, һәтта хәлқара деңиз тәвәликидиму паалийәт елип беришни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.  

у, барлиқ саһилдаш дөләтләр билән сөһбәт өткүзүшкә тәййар икәнликлирини, адил чарә тепиш чариқилириниң давамлишиватқанлиқиниму әскәртти.

әрдоған, «ливийә түркийә әскәрлири барамду?» дегән соалға болса, «ливийә халиса, түркийә буниңға өзи қарар қилиду, һечкимдин иҗазәт алмайду» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر