түрк баш әлчи нобел мукапати мурасимини байқут қилидиғанлиқини билдүрди

түркийәниң стокһолмда турушлуқ баш әлчиси йунт, боснийә – гертсеговинадики қирғинчилиқни инкар қилған вә милосевиҗқа қол қойидиғанлиқини елан қилған австирийәлик һандке йүзисидин нобел мукапат мурасимиға иштирак қилмайду.

1320771
түрк баш әлчи нобел мукапати мурасимини байқут қилидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: һаққи әмрә йунт, боснийә – гертсеговинадики қирғинчлиқни инкар қилған вә пурсәтла тапса сабиқ серб лидер слободан милосевеҗкә қол қойидиғанлиқини изһар қилип кәлгән австрийәлик йазғучи петер һандке йүзисидин нобел мукапат мурасимиға иштирак қилмайдиғанлиқини елан қилди.

у, албанийәниң стокһолмдики әлчиханисиму боснийә – гертсеговина қурбанлириниң йеқин – йоруқлирини қоллаш үчүн 10 – декабирдики мурасимни байқот қилип мурасимға иштирак қилмайдиғанлиқлирини уқтурди.

шиветсийә дөләт телевизийәси SVT му, нобел әдәбийат мукапати петер һандкеға берилгәнлики үчүн түркийәниң әйибләш хети елан қилғанлиқини хатириләтти вә түркийә мудапиә министирлиқиниң тивиттер адресида елан қилинған инглизчә байанатқа орун бәрди.

хәлқара сотта уруш җинайәтлири вә қирғинчилиқ садир қилиш билән әйиблинип сотлиниватқан әснада һайатидин айрилған сербийәниң сабиқ лидери слободан милосевиҗниң мәстанилириниң бири болған һандке, косовода уруш давамлишиватқан мәзгилдә елан қилған бир парчә мақалисидә, «сербларни қоллаймиз, дәс туруңлар» дәп йазғаниди.

петер һандке сербларниң боснийә – гертсеговинадә қирғинчилиқ җинайити садир қилғанлиқиға ишәнмәйдиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر