дөлитимизни суйиқәстлик ойунниң тузиқидин қоғдап қалдуқ

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сан - санақсиз күчләргә қарши  күрәш қилиш арқилиқ түркийәни уларниң суйиқәстлик ойуниниң тузиқидин қоғдап қалғанлиқлирини ейтти.

1311044
дөлитимизни суйиқәстлик ойунниң тузиқидин қоғдап қалдуқ

түркийә авази радийоси хәвири:  әрдоған: әрдоған измирниң кираз наһийәси тәрипидин 9 – сентәбир университети мал дохтурлуқ факултетида берилгән зийапәткә иштирак қилғанда мундақ деди: «йеқинқи йиллардин буйан арқимуарқа йүз бәргән иқтисадий вә террорлуқ һуҗумлириниң сәвәби, чәт әл күчлириниң түркийәниң һәр җәһәттин тәрәққий қилиш йолидики ирадисиниң қәтийликини йахши билгәнликлири үчүндур. түркийәниң демократийәсигә, бихәтәрликигә вә тинч - аманлиқиға зәрбә бериш мәқситигә йетәлмигәнләр, бирлик вә баравәрликимизни бузалмиғанлар, иқтисадий қурулмимизни вәйран қилалмиғанлар һәмишә йеңи суйиқәстлик пиланларниң куйида болуватиду. шундақтиму әзиз хәлқимиз бирлик вә баравәрлик һәм қериндашлиқ асасида мүрини мүригә тирәп  күрәш қилип, дөлитимизгә қурулған суйиқәстлиқ тузақларни битчит қилип, ғәлибисери алға илгириләватиду. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, түркийә йеқинқи 6 йил ичидә дуч кәлгән қийин өткәлләрдин мувәппәқийәтлик һалда өтәлиди, әмма аз сандикиләрдин башқа әлләр бу қийин өткәлләрдин өтәлмиди. әмма биз дуч келиватқан һуҗумларға қарши һәр саһәдә елип бериватқан күришимизни ғәлибә билән тамамлидуқ, шуниң билән, бизни һечқандақ бир күчниң тиз пүкүрәлмәйдиғанлиқини пүткүл җаһанға намайән қилдуқ. ташқи күчләр сүрийәниң шмалида <террорлуқ дөлити> қурмақчи болди, әмма биз уларға пурсәт бәрмидуқ, өзимизниң қорал – йарағлиримизға, өзимизниң мудапиә системилиримизға тайинип бу күрәшни давамлаштуруватимиз. ейтип түгәткүсиз һуҗумлар, хирислар вә суйиқәстлик ойунларға қаримай иқтисадий қурулмимиз вәйран болғини йоқ. қисқиси, бизни тиз пүктүрмәкчи болғанлар қолидин келишичә урунуп баққан болсиму мәқситигә йетәлмиди. лекин улар мәғлубийитигә тән бәрмәй,  дөлитимиздә ички қалаймиқанчилииқ туғдурушқа урунди, буниңға йол қоймидуқ. террорлуқ тәшкилатлиридин пайдилинип,   бизни вәйран қилмақчи болди, буниңғиму йол қоймидуқ. дөлитимиздики муһим орунларға йошурунувалған унсурлирини ишқа селип, һәрбий исйан қозғашқа урунди, хәлқимиз билән бирликтә уларниң бу пиланиниму битчит қилдуқ. террорлуқ тәшкилатлирини ишқа селип, дөлитимизни җәнубтин қоршимаққчи болди, бу суйиқәстлик ойунниму тармар қилдуқ. иқтисадий қурулмимизни вәйран қилиш үчүн,  перевот нисбити, өсүм, пул пахаллиқи вәқәлирини туғдуруш арқилиқ суйиқәстлик пилан түзди, биз кчлүк тәдбирләрни қоллинип, бу пилланниму тармар қилдуқ. хәлқара саһәдә түркийәни қийин өткәлгә дучар қилиш үчүн миңбир түрлүк йалған – йавидақларни, боһтанларни вә питнә – иғваларни тоқуп чиқти, әмма биз һәрбир мунбәрдә һәқиқәтләрни дадиллиқ билән оттуриға қойуп, уларниң әпт – бәширисини паш қилдуқ, бу арқилиқ уларниң тузақлириға тақабил турдуқ. хуласә қилип ейтқанда, сан – санақсиз күчләргә қарши күришимиз арқилиқ дөлитимизни  уларниң суйиқәстлик ойуниниң тузиқидин қоғдап қалдуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر