ақар: һәрбий һәрикитимиз «террорлуқ  дөлити» қуруш хам хийалини бәрбат қилди

дөләт мудапиә министири һулуси ақар түркийәниң чегра һалқиған һәрбий һәрикити арқилиқ сүрийәниң шималий қисмида «террорчилар каридори» шәкилләндүрүш вә «террорлуқ дөлити» қуруш хам хийалини бәрбат қилғанлиқини ейтти.

1310734
ақар: һәрбий һәрикитимиз «террорлуқ  дөлити» қуруш хам хийалини бәрбат қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ақар, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси пилан вә хамчот ишлири комитетида, дөләт мудапиә министирлиқиниң 2020 – йиллиқ хамчот ишлири һәққидә доклат бәргәндә, парламент әзалириниң соаллириға җаваб берип мундақ деди: «чегра һалқиған һәрбий һәрикәт арқилиқ дөлитимизниң бихәтәрлики қоғдап қелинди. бу сайида 400 миңдин артуқ сүрийәлик йурт – маканлириға қайтиш пурситигә еришти.»

парламент әзалириниң «русийәдин сетивелинған <400 – с> башқурулидиған бомба мудапиә системиси ишқа кириштүрүләмду йоқ?» тәриқисидики соаллириға җаваб бәргән ақар, бу системиниң пилан бойичә дәл вақтида ишқа кириштүрүлидиғанлиқини тәкитлиди, шуниң билән бир вақитта, « F-35» типлиқ уруш айропиланлиридин 4 иниң түркийәгә тапшуруп берилгәнликини,  йәнә бириниң тапшурулуп берилиш алдида туруватқанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, малатйаға « F-35» типлиқ уруш айропиланлири орунлаштурулидиған җайларниңму аллиқачан бәлгилинип болғанлиқини, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң учришишидин кейин, икки дөләт оттурисида бу һәқтә бир һәйәт тәшкил қилинишиниң қарарлаштурулғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر