чавушоғлу йавропа парламентиниң байанатиға җаваб қайтурди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу йавропа парламентиниң башлиқи давид сассолиниң байанатиға твиттерда җаваб қайтурди.

1309839
чавушоғлу йавропа парламентиниң байанатиға җаваб қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түнүгүн (20-нойабир) йавропа парламентиниң башлиқи давид сассоли билән белгийә пайтәхти бирйусселда көрүшкәндин кейин елан қилған байанатиға, твиттерда җаваб қайтурди.

мәвлүт чавушоғлу: «йавропа парламенти башлиқиниң йүзүмгә сөзлийәлмигән әһвалларни һәқиқәт дәп елан қилиши, йавропа иттипақиниң сәмимий әмәсликиниң вә икки йүзлимичиликиниң йеңи мисали һесаблиниду. йавропа хәлқигә вәкиллик қилидиған бир кишиниң йавропа иттипақи оргинида әмәлгә ашқан учришишниң мәзмунини өзгәртип елан қилишидин толиму әпсусландим» деди.

йавропа парламентиниң башлиқи сассоли түркийә армийәси тәрипидин әмәлгә ашурулған тинчлиқ булиқи һәрикити вә түркийәниң шәрқий ақдеңиздики бурғилаш паалийәтлиригә мунасивәтлик тәнқидлирини рәткә тизип, буларни мәвлүт чавушоғлуға йәткүзгәнликини илгири сүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر