һеко мас: түркийәниң йавропадин узақлашмаслиқи, йавропа үчүн пайдилиқ

германийә ташқи ишлар министири һеко мас шималий атлантик әһди тәшкилати (нато) да муһим иттипақдашларниң бирси болған түркийниң йавропадин узақлашмаслиқи, йавропа үчүн пайдилиқ болидиғанлиқини ейтти.

1309712
һеко мас: түркийәниң йавропадин узақлашмаслиқи, йавропа үчүн пайдилиқ

түркийә авази радийоси хәвири: германийә ташқи ишлар министири һеко мас делфи хәвәрләр ториға бәргән байанатида, шималий атлантик әһди тәшкилати (нато) ға даир талаш тартишлар үстидә тохталди.

һеко мас түркийәниң тинчлиқ булиқи һәрикити һәққидә тохтилип, сүрйәниң шималидики вәзийәтниң инттайин әһмийәт берилгән мәсилиләрниң бирси икәнликини има қилған һалда, «шуңа һазир шималий атлантик әһди тәшкилати (нато) ташқи ишлар министирлири билән учришилиримиз йахши боливатиду. һазир түркийә билән охсимасилқлар болсиму, бирақ шималий атлантик әһди тәшкилати (нато) дики муһим шериклиримиздин бирси болған түркийәниң йавропадин узақлашмаслиқи, бизгә пайдилиқ» деди. 

һеко мас фирансийә пирезиденти макронниң «натониң меңиси өлди» дегән қаришиниң әксичә өзиниң «натони техиму күчләндүридиған бир миханизм пайдилиқ болиду» дәп қарайдиғанлиқини ейтти.

һеко мас натони техиму күчәйтидиған йавропачә бир асасий қурулмиға еһтийаҗ барлиқини тәкитләп, «тәбиий һалда йавропа өзиниң бихәтәрлики үчүн техиму көп мәсулйәтни үстигә елиши лазим. шу вәҗидин бихәтәрлик сийасәтлиридә һәмкарлиқни күчәйтип, елинидиған тоғра қарар, бу натониң орниға тиклинидиған йеңи қурулма билән әмәс, бәлки натони толуқ күчәйтидиған бир қурулимиға егә болуши билән болиду» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر