рәсуләйндин қайғулуқ хәвәр кәлди

сүрийәдә « һәрбий һәрикити» давамида рәсуләйндә 11 –өктәбир күни террорчиларниң һуҗумида йариланған әскәр дохтурханида шеһит болди.

1307555
рәсуләйндин қайғулуқ хәвәр кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта,  сүрийәдә «<тинчлиқ булиқи> һәрбий һәрикити» давамида рәсуләйндә 11 –өктәбир күни террорчиларниң һуҗумида йариланған вә шундин буйан давалаш ишлири давамлишиватқан әскәрниң, давалаш үнүм бәрмәй дохтурханида шеһит болғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «бизни қаттиқ дәрд – әләмгә муптила қилған вә қайғу – һәсрәткә салған бу вәқә мунасивити билән һайатидин айрилған әзиз шеһидимизға аллаһ тааладин рәһмәт, түркийә армийәсигә вә әзиз хәлқиизгә тәзийә билдүримиз һәм сәвр - тақәт тиләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر